ақар әрәб бирләшмә хәлипилики мудапиә министири билән көрүшти

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар әрәб бирләшмә хәлипиликидә дөләт ишлири зийаритидә болди.

1834851
ақар әрәб бирләшмә хәлипилики мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн барған әрәб бирләшмә хәлипиликиниң пайтәхти абудабидә хәлипиликниң мудапиә ишлириға мәсул дөләт министири муһәммәд бин әһмәд әлбуварди тәрипидин қобул қилинди.

министир хулуси ақар билән министир әлбуварди айрим учришиш өткүзүп, икки дөләт мунасивәтлири, районға алақидар мәсилиләр, һәрбий мәшиқ һәмкарлиқи вә мудапиә санаити қатарлиқлар тоғрисида пикир алмаштурди.

учришиштин кейин министир ақар, ваһәтулкәрамә шиеһитликини зийарәт қилди.

министир хулуси ақарниң зийарити, бир түркийә дөләт мудапиә министириниң аридин 15 йил өткәндин кейин әрәб бирләшмә хәлипиликигә қаратқан тунҗи рәсмий зийарәт болуп һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر