түркийә - полша - руменийә үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини истанбулда чақирилиду

10 – нөвәтлик түркийә-руминийә-полша үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини 27-май истанбулда өткүзүлиду.

1833024
түркийә - полша - руменийә үч тәрәп ташқи ишлар министирлири йиғини истанбулда чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, йиғинға ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң саһибханлиқ қилидиғанлиқиға ишарәт қилған һалда: «йиғинда, украинадики өзгиришләр, мадридта чақирилидиған шималий атлантик әһди тәшкилати — нато башлиқлар йиғини, истратегийилик уқум вә үч дөләткә мунасивәтлик мәсилиләрниң кәлгүси һәмдә райондики нөвәттики өзгиришләр музакирә қилиниду» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта йәнә, министир мәвлүт чавушоғлуниң йиғин мунасивити билән руминийә вә полшалиқ кәсипдашлири билән айрим учришишларни өткүзидиғанлиқиға даир учурларғиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر