әрдоған коломбийә пирезиденти билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан коломбийә пирезиденти иван дук маркуз билән көрүшти.

1830010
әрдоған коломбийә пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимисиниң «долмабаһчә сарийи» дики ишханисида ишқа ашурулған учришишта, түркийә – коломбийә мунасивәтлири кәң даирилик көздин кәчүрүлди, һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилди, һәмдә мәвҗут районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулди.

җумһур рәис әрдоған, учришиштин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, мундақ деди: «бираз бурун биз имзалиған ортақ байаннамә арқилиқ дөләтлиримиз оттурисидики мунасивәтләрни <истиратегийәлик һәмраһлиқ> сәвийәсигә йәткүздуқ. истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши механизми сайисида мунасивәтлиримизни икки йил ичидә дөләт башлиқлири сүпитидә ишқа ашурулидиған учришишлар арқилиқ әң йүксәк сәвийәгә йәткүзимиз.»

коломбийәниң, түркийәниң биразилийәдин қалса латин америкадики әң чоң иккинчи сода шерики икәнликини қәйт қилған әрдоған, 2021 – йили коломбийә билән болған сода омумий соммисиниң икки һәссә йүксилип, 2 милйард доллардин ашқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «нишанимз икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисини 5 милйард долларға йәткүзүштур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر