ағрида һәрбий һәрикәт башланди

ағрида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «10-әрән қоршав» һәрбий һәрикити башланди.

1828775
ағрида һәрбий һәрикәт башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар министирлиқи ағрида террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши һәрбий һәрикәт башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, «9-әрән қиш ағри теғи» һәрикити даирисидә, п к к ниң аталмиш ағри теғи гурупписиниң йоқитилиши билән, террорлуқ тәшкилатиниң районға террористларни әвәтишкә тиришиватқанлиқи билдүрүлди.

миллий истихбарат идариси ирандин бәш кишилик бир террорист гурупписиниң районға мәхпий кирмәкчи болғанлиқи тоғрисидики ахбаратниң қолға чүшүрүлүши нәтиҗисидә, «10-әрән қоршав» һәрикитиниң башланғанлиқи қәйт қилинған байанатта, һәрикәткә 915 хадимниң қатнашқанлиқи әскәртилди.

байанатта, иран чеграсидин башлап ағри теғи районидики ғар вә өңкүрләрниң бирму бир ахтурулғанлиқи, һәрбий һәрикәт башланған түнүгүнки (17-май) биринчи күнидила террористларниң бир тәрәп қилинғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, дөләт ичидики террористларни пүтүнләй йоқитиш үчүн башланған «әрән қоршав һәрикәтлири» ниң, хәлқниң қоллиши астида қәтийлик билән мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر