түркийә афғанистанда мәктәп мудириға қилинған  һуҗумни қаттиқ әйиблиди

түркийә афғанистанниң қандахар вилайитидики түркийә маарип фонди җәмийитигә тәвә айно мена башланғуч мәктипиниң муавин мудириға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

1827336
түркийә афғанистанда мәктәп мудириға қилинған  һуҗумни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, қәндиһардики түркийә маарип фонди җәмийитигә тәвә айно мена башланғуч мәктипиниң муавин мудириниң шәнбә күнидики һуҗум сәвәпидин қаза қилиғанлиқидин қаттиқ азаблиниш ичидә хәвәр тапқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «афғанистанниң маарип ишлириға зор төһпә қошуватқан түркийә маарип фонди җәмийити мәктипиниң мәсулиға қаритилған бу қәбиһ һуҗумни қаттақ әйибләймиз. җинайәтчиләрниң балдуррақ қолға елинишини вә сотқа тартилишини үмид қилимиз» дейилди.

байанатта, мәрһум  муавин мәктәп мудирға аллаһтин рәһмәт теләш билән биргә мәрһумниң йеқин – йоруқлириға вә қериндаш афғанистан хәлқигә тәзийә билдүрулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر