түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип бериливатқан «пәнчә – килит» зәрбә бериш һәрикитидә йәнә үч террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

1827017
түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи «пәнчә – килит» зәрбә бериш һәрикити тоғрисида байанат елан қилип, һәрикәтниң утуқлуқ давамлишиватқанлиқини әскәртти؛ байанатта: «қәһриман түркийә қораллиқ қисимлиримиз террорлуқ тәшкилати п к к ниң өңкүрлирини битчит қилишни давамлаштурмақта. мувәппәқийәтлик давамлишиватқан <пәнчә – килит> җәрйанида йәнә 3 террорчи қораллиқ учқучисиз һава аппаратлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди. районда йоқитилған террорчилар сани 85 кә йәтти» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر