чавушоғлу нато баш катипи билән телефонлашти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг билән телефонда көрүшти.

1826859
чавушоғлу нато баш катипи билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, министир чавушоғлуниң шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг билән телефонда көрүшкәнлики билдүрүлди, әмма телефон сөһбитиниң тәпсилати һәққидә мәлумат берилмиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түнүгүн, истанбулда ахбарат васитилириға, шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқи басқучи һәққидә елан қилған байанатида, мундақ дегәниди: «биз нөвәттә шиветсийә вә финландийәдики өзгиришләрни көзитиватимиз. әмма биз бу һәқтә иҗабий қарашта әмәсмиз. илгири, биздин бурунқи һөкүмәтләр гиретсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқи мәсилисидә хата қилди. гиретсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатини дәстәк қилип, түркийәгә тутуватқан позитсийәиси силәргиму айан. түркийә болуш сүпитимиз билән, бу җәһәттә иккинчи қетим хаталиқ садир қилишни халимаймиз. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, скандинавийә дөләтлири гойа террорлуқ тәшкилатлириниң меһманханисиға охшайду. PKK му, DHKPC му ашу дөләтләрниң парламентлиридинму орун алмақта, шуңа, бизниң финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш басқучиға иҗабий қаришимиз мумкин әмәс.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر