әрдоған билән токайев бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә-қазақистан мунасивити һәққидә тохтилип, «биз өтмүштин бери салған көврүкни күчәйтиш арқилиқ йолимизни давамлаштуримиз» деди.

1825112
әрдоған билән токайев бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдә рәсмий зийарәттә болуватқан қазақистан пирезиденти қасим җомәрт токайев билән бир қатар келишимләргә имза қойуш мурасимидин кейин, бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

җумһур рәис әрдоған қилған сөзидә бу йилниң қазақистан билән дипломатик мунасивәт орнитилғанлиқиниң 30 – йиллиқи икәнликини әскәртип, «токайев әпәндиниң йеңи қазақистанни шәкилләндүрүштики тиришчанлиқи махташқа әрзийду» деди.

әрдоған: «биз һәр қандақ шәр - шараитта қазақистанлиқ қериндашлиримизниң йенида болимиз, өтмүштин бери салған көврүкни күчәйтиш арқилиқ йолимизни давамлаштуримиз. түркийә билән қазақистан оттурисидики сода миқдари%58 өрләп, 5 милйард 300 милйон доллардин ашти. иншааллаһ биз бирликтә ташлайдиған қәдәмлиримиз арқилиқ10 милйард долларлиқ нишанға йетимиз» деди.

әрдоған қазақистан билән түрк дөләтлири тәшкилатидин башқа йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилати, ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ мунбәрләрдики һәмкарлиқни давамлаштурушта қәтий ирадигә игә икәнликини қайта тәкитлигәнликини билдүрди.

әрдоған: «тәхминән 19 милйон нопуси бар қазақистан билән 85 милйон нопуси бар түркийә оттурисидики иттипақлиқниң нәқәдәр муһимлиқини билимиз» деди.

меһман пирезидент токайев сөзини: «мән түркийә җумһур рәиси қериндишим рәҗәп таййип әрдоғанниң муқәддәс анадолу земиниға мени рәсмий тәклип қилғанлиқи үчүн хушаллиқимни билдүримән. бүгүн нурғун муһим мәсилиләр тоғрисида әтраплиқ мулаһизә йүргүздуқ. җумһур рәис әрдоған билимлик ​​вә һөрмәткә сазавәр бир сийасәтчидур. шуңа униң пикирлири интайин муһимдур» дейиш билән башлиди.

қасим җомәрт токайев: «қазақистан билән түркийә ортақ тарих йилтизиға игә қериндаш вә дост дөләтләрдур. түркийәдин һечқандақ зийан келип баққини йоқ. һәр даим йахшиилиқини көрүп кәлдуқ. һазирға қәдәр мушундақ болуп кәлди вә буниңдин кейинму шундақ болиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر