әрдоған: мисир биләнму дипломатик мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүш мумкин

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мисир биләнму исраилийәгә охшаш дипломатик мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүшниң мумкин икәнликини ейтти.

1820883
әрдоған: мисир биләнму дипломатик мунасивәтләрни әслигә кәлтүрүш мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, сәуди әрәбистан зийаритини ахирлаштуруп, түркийәгә қайтишида, айропиланда журналистларға күнтәртипкә алақидар өзгиришләр һәққидә бәргән байанатида, сәуди әрәбистан зийаритиниң, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрдә йепйеңи бир дәврниң хуш хәвәрчиси болидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «сәуди әрәбистан билән мәбләғ салғучилиримизни бир йәргә җәм қилидиған паалийәтләр арқилиқ зор иқтисадий йошурун күчни қайтидин җанландуруш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилдуқ.»

2023 – йиллиқ EXPO намзатлиридин бириниң сәуди әрәбистан икәнликини байан қилған җумһур рәис әрдоған, түркийә болуш сүпити билән, рийадта өткүзүлидиған EXPO 2030 ни қоллайдиғанлиқлирини  қәйт қилди.

у, түркийә – мисир мунасивәтлири һәққидә тохталғанда, мундақ деди: «исраилийәгә қарита дипломатийә сийаситини йолға қойуватимиз, мисир биләнму шундақ мунасивәт орнитишимиз мумкин. дәрвәқә, нөвәттә мисир билән төвән сәвийәдики, һәтта дөләт бихәтәрлик тәшкилатлиримиз оттурисидики мунасивәтләр давамлашмақта, карханичилиримиз оттурисидики мунасивәтлиримиз давамлашмақта. иҗабий нәтиҗиләр, бу қәдәмләрни йуқири сәвийәдиму ташлашқа болидиғанлиқидин дерәк бәрмәктә. бирлик вә баравәрликимизни ишқа ашурушни чин дилимиздин арзу қилимиз. чүнки биз шундақ қилалиған һаман, районниң тинчлиқи вә иттипақлиқи техиму йуқири сәвийәгә йетиду. биз охшаш етиқад вә пикирләрни ортақлишидиған районимиздики дөләтләр билән техиму өзгичә бир басқучқа қәдәм қойушимиз керәк. бу болса дүшмәнлишиш әмәс, дост тутуш басқучидур.»

түркийәниң районида һәл қилғуч дөләт икәнликини ейтқан әрдоған, түркийәниң мисир вә исраилийә билән болған алақисини бузушни һечқачан халимиғанлиқини қәйт қилди.

исраилийәниң түркийәгә еһтийаҗи барлиқини, түркийәниңму, районниң вәзийити вә тинчлиқ пиланиға асасән бу дөләткә еһтийаҗи барлиқини байан қилған җумһур рәис әрдоған, рамизан ейида исраилийәлик бир қисим ашқун гуруппиларниң мәсҗиди әқсада пәйда қилған сүркилишләрдин биарамлиқ һес қилғанлиқлирини тәкитләп, буниңдин кейин бундақ вәқәләрниң қайта йүз бәрмәсликини үмид қилидиғанлиқлирини ипадилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر