түркийә һава йоллири ширкити белгийә һава йоллири ширкити тәрипидин мукапатқа лайиқ көрүлди

түркийә һава йоллири ширкити белгийә бирйуссел һава йоллири ширкити тәрипидин қисқа мусапилик авийатсийә тори тәрәққийат мукапатиға лайиқ көрүлди.

1820361
түркийә һава йоллири ширкити белгийә һава йоллири ширкити тәрипидин мукапатқа лайиқ көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бирйуссел һава йоллири ширкитиниң бу һәқтики йазма байанатиға қариғанда, 2021-йиллиқ бирйуссел һава йоллири ширкити мунәввәр авийатсийә ширкәтлирини макапатлаш даирисидә, вақит вә иқтидар, учуш торини тәрәққий қилдурған, бихәтәрлик вә муһит саһәлиридә йуқири сүпәтлик мулазимәт қилған һава йоллири ширкәтлиригә 12 мукапат тарқитилған.

түркийә һава йоллири ширкити,  белгийә түрк җамаитигә мулазимәт қилиш үчүн қойуқ учуш пиланини иҗра қилиш билән бир вақитта, бу йил анталйа вә пайтәхт әнқәрәгә йеңи нөвәтчи айропиланларни ишқа кириштүргәнлики үчүн, қисқа мусапилик авийатсийә тори тәрәққийат мукапатиға еришкән.

байанатта мундақ дейилгән: «карантин вә сайаһәт чәклимилиридин кейин, достлири вә аилә тавабиатлирини бир йәргә җәм қилиш илгирики һәр қандақ вақиттикидинму муһим иди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر