әрдоған тәнтәрбийә чолпанлири билән бир йәргә җәм болди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәнтәрбийә чолпанлири билән иптар зийапитидә бир йәргә җәм болди.

1815522
әрдоған тәнтәрбийә чолпанлири билән бир йәргә җәм болди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән «тәнтәрбийә чолпанлири иптар пирограммиси» да қилған сөзидә, мундақ деди: «силәр, түркийәниң пәхирлик тәнһәрикәтчилири болисиләр, силәр билән бирликтә иптар қилғанлиқимдин интайин хушалмән. силәр дөлитимизгә тәңдашсиз төһпиләрни қошуватисиләр вә хәлқимизгә зор хушаллиқларни елип келиватисиләр. тәнһәрикәтчилиримиз қатнашқан һәр қандақ хәлқаралиқ мусабиқәдин дегүдәк қуруқ қол қайтип кәлмәйватиду. бүгүнки күндә, тәнһәрикәтчилиримиз кәспдашлириниң һөрмитигә сазавәр болуш билән бир вақитта, риқабәтлишиш интайин мүшкүл, дәп әйминидиған сәвийәгә йәтти. 2020 – йиллиқ токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси вә мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә, тәнһәрикәт саһәмиздә биз алтун һәрпләр билән ойулған мувәппәқийәтләрни қазандуқ. силәр дунйа бойичә 20 миңға йеқин тәнһәрикәтчи қатнашқан бу мусабиқидә җәмий 28 медалға еришип, миллитимиз үчүн иптихар мәнбәсигә айландиңлар. бизму һазирғичә давамлишип кәлгинидәк, буниңдин кейинму пүтүн имканийәтлиримиз билән тәнһәрикәтчилиримизни қоллашни үзлүксиз давамлаштуримиз. биз һазирғичә сан - санақсиз мувәппәқийәтләрни бирликтә қазанғанға охшаш , 2024-йилдики париж олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидиму бирликтә техиму зор утуқларни қолға кәлтүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر