һулуси акар таҗикстан дөләт мудапиә минстирини күтүвалди

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар таҗикстан дөләт мудапиә министири ширәли мирзо билән көрүшти.

1815822
һулуси акар таҗикстан дөләт мудапиә минстирини күтүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң тәклипигә асасән әнқәрәгә йеитп кәлгән таҗикстан дөләт мудапиә министири ширәли мирзо һәрбий мурасим билән күтүвелинди.

икки министир дәсләптә айрим көрүшти, арқидин һәйәтләр ара учришиш өткүзүлди.

көрүшүшләрдә, икки дөләт мунасивити вә районлуқ мудапиә, хәвпсизлик билән мудапиә санаитидә өзара һәмкарлиқ орнитиш мәсилилири музакирә қилинди.

һулуси акар түркийә билән таҗикстан оттурисидики ортақ етиқад, тарихий вә мәдәнийәт риштилирини алаһидә тәкитләш билән биргә, чегра бихәтәрлики, террорлуққа қарши күрәш мәсилилиридә өзара тәҗрибә алмаштурушқа тәййар икәнликлирини қәйт қилди.

у таҗикстан дөләт мудапиә министири ширәли мирзоға икки дөләт оттурисидики һәрбий тәлим-тәрбийә һәмкарлиқиниң күчәйтилишиниң әһмийитини әскәртти.

қәйт қилнишичә, һулуси акар билән ширәли мирзо һәйәтләр ара учришиштин кейин, түркийә-таҗикстан һәрбий рамка келишимини имзалиған. арқидин қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштабиға берип, һәрикәт мәркизини зийарәт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر