ақар украина дөләт мудапиә министири билән телефонлашти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар украина дөләт мудапиә министири олекси резников билән телефонда көрүшти.

1813171
ақар украина дөләт мудапиә министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, телефон сөһбитидә, министир ақар, русийә – украина оттурисида уруш тохтитилишиниң интайин муһимлиқини, түркийәниң украинаға қолидин келишичә инсанпәрвәрлик йардәм беридиғанлиқини тәкитлигән, һәмдә  түркийә пуқралири вә башқа пуқраларни қуруқлуқ вә деңиздин тарқақлаштурушниң җиддийлики, украина портида сақлаватқан сода парахотлириниң бихәтәр һалда түркийәгә йетип беришиға капаләтлик қилишниң зөрүрлүки қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر