әрдоған «айасофйа фатиһ мәдрисәси» ни ишқа кириштүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн истанбулда «айасофйа фатиһ мәдрисәси» ни ишқа кириштүрди.

1813031
әрдоған «айасофйа фатиһ мәдрисәси» ни ишқа кириштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқи фонди җәмийәтләр баш идариси тәрипидин йеңидин ремонт қилинған «айасофйа фатиһ мәдрисәси» ни ишқа кириштүрди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, алдинқи һәптә истанбулниң символлиридин бири болған «бүйүк чамлиҗа җамәси куллиййәси» дә «ислам мәдәнийәтлири музейи» ниң ечилишини хизмәткә кириштүргәнликлирини әскәртип мундақ деди: «мислисиз өтмүшимизни бүгүнимизгә вә кәлгүсигә йәткүзүш вә уни хәлқимиз билән бир гәвдиләштүрүш үчүн интайин муһим бир қәдәм ташлидуқ. бүгүн <айасофйа фатиһ мәдрисәси> ни ишқа кириштүрүш арқилиқ истанбул шәһиримизгә йәнә бир муһим йадикарлиқни хизмәткә сундуқ.»

«айасофйа фатиһ мәдрисәси» ниң 1453 – йили истанбулниң пәтһи қилинишидин кейинла, «айасофйа җамәси» гә туташ һалда шәһәрниң тунҗи мәдрисәси сүпитидә хизмәткә кириштүрүлгәнликини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, бу мәдрисәниң охшимиған дәврләрдики ремонт, йеңилаш вә сәплимиләр арқилиқ 1924 - йилғичә маарип хизмитини давамлаштурғанлиқини, истанбулни пәтһи қилған фатиһ султан мәһмәт ханниң мираси болған вә әсирләр бойи билим вә илим – ирпан мәркизи сүпитидә хизмәт қилған бу тарихий мәдрисә арқилиқ һәр бир мирасниң кейинки әвладларға һавалә қилинған бир аманәт икәнликини тәкитләп мундақ деди: «худайим буйруса, бу мәдрисәмиздә әтиниң өлималири, зийалийлири, алимлири вә тәтқиқатчилири йетишип чиқиду. бу мислисиз йадикарлиқниң 13 айдәк қисқа вақит ичидә дөлитимизгә тәқдим қилинишиға төһпә қошқан барлиқ шәхсләрни чин дилимдин тәбрикләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر