әрдоған аманлиқ хадимлири билән ифтарлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «терорлуққа қарши күрәшни даим қанун дөлити даирисидә елип бардуқ , биз әзәлдин инсанийәткә мас кәлмәйдиған усулларни қолланмидуқ» деди.

1809886
әрдоған аманлиқ хадимлири билән ифтарлашти

җумһур рәис әрдоған балталимани сақчи өйидә сақчи, жандарма, деңиз саһили муһапизәт әтрити, қаравул вә аманлиқ сақлиғучилар билән иптар программисида көрүшүп нутуқ сөзлиди.

у мундақ деди:

«түркийә узундин буйан давамлашқан терорлуққа қарши күрәш мәзгилидә армийә, сақчи, жандарма, бихәтәрлик хадимлири, һөкүмәт хадимлири вә пуқралар билән түмәнлигән шеһитләрни бәргән бир дөләттур. шундақтиму террорлуққа қарши күрәшни даим қанун дөлити даирисидә елип бардуқ, биз әзәлдин инсанийәткә сиғмайдиған усулларни қолланмидуқ. аллаһқа һәмду - сәна болсунки,  террорлуқни дөләт ичидә тамамән йоқутуш басқучиға елип кәлдуқ. биз әмди терорлуқ тәшкилатлириниң бизгә һуҗум қилишини сақлап олтурмастин, уларни чегра сиртида йошурунған өңкүрлиридин тепип, уҗуқтурмақта вә башлирини әзмәктимиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر