түркийә һава йоллири ширкити бир қисим дөләтләргә учуш муддитини узартти

түркийә һава йоллири ширкити русийәниң һава һуҗумлири сәвәбидин украинаниң һава тәвәликини пуқрави айропилан сәпәрлиригә тақишидин кейин, украина, беларусийә, ростов вә сочиға учидиған нөвәтчи айропиланларни вақтинчә тохтитиш қарарини узартти.

1809477
түркийә һава йоллири ширкити бир қисим дөләтләргә учуш муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкитиниң аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дейилди: «2022 – йили 15 – майғичә түркийәдин украина, беларусийә, ростовға вә бу җайлайдин түркийәгә қарита учушлиримиз әмәлдин қалдурулди. шундақла, түркийәдин сочиға, сочидин түркийәгә қарита айропилан сәпәрлиримиз, 2022 – йили 18 – апрелғичә бикар қилинди. беләт алмаштуруш вә беләтниң пулини қайтуруш ишлири, беләт сетиш орунлири, түркийә һава йоллири ширкитиниң тор бети йаки <0 850 333 0 849 > номурлуқ чақириқ мәкизи арқилиқ беҗирилиду.»

русийә армийәси, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر