әрдоған силовенийә вә йапонийә рәһбәрлири билән көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған силовенийә пирезиденти борут пахор вә йапонийә баш вәзири кишида фумийо билән телефонда көрүшти.

1807679
әрдоған силовенийә вә йапонийә рәһбәрлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур-алақә идариси силовенийә пирезиденти борут пахор вә йапонийә баш вәзири кишида фумийо билән телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң байанатида билдүрүлишичә, әрдоған-борут пахор көрүшүшидә, түркийә-силовенийә мунасивәтлири украина-русийә урушиниң нөвәттики вәзийити вә районлуқ мәсилиләр музакирә қилинған.

рәҗәп таййип әрдоған көрүшүштә, силовенийә билән истратегийәлик шериклик вә өзара һәмкарлиқларни күчәйтишкә әһмийәт әһмийәт беридиғанлиқлирини билдүргән.

у енергийә байлиқини көп хиллаштуруш вә бихәтәр йоллар арқилиқ тошушниң зөрүрлүкиниң йәнә бир қетим испатланғанлиқини әскәртип, каспий ойманлиқи вә шәрқий ақдеңиздики байлиқларниң түркийә арқилиқ йавропаға тошулушиниң истратегийәлик алаһидиликкә игә икәнликини қәйт қилди.

у йәнә, украинадики урушниң ахирлишиши үчүн көрситиливатқан тиришчанлиқларни давамлаштуридиғанлиқлирини әскәртти.

у йапонийә баш вәзири кишида фумийо билән көрүшкәндә, түркийә-йапонийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуридиған қәдәмләр вә украина-русийә урушини асас қилған һалда районлуқ мәсилиләрни музакирә қилған.

у түркийә-йапонийә иқтисадий шериклик келишимини балдуррақ иҗра қилишниң пайдилиқ болидиғанлиқини билдүрүп, енергийә, йемәк-ичмәк, йеза игилики, йуқири технологийәләр, мудапиә вә аләм санаити саһәлиридә өзара һәмкарлиқларниң йошурун күчини һәрикәткә өткүзүшни арзу қилидиғанлиқлирини әскәрткән.

у 24-февралдин (2022) тартип давамлишиватқан украина-русийә урушиниң нөвәттики вәзийити үстидә тохтилип, уруш тохтитишни әмәлгә ашуруш вә инсаний каридорларниң ечилиши үчүн көрситиливатқан тиришчанлиқларни изчил давамлаштуридиғанлиқлирини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر