алтун: ф-35 вә мудапиә системилири түркийәгә шәртсиз берилиши керәк

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси директори фаһрәттин алтун, ф-35 уруш айропиланлири вә «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системилириниң түркийәгә шәртсиз берилиши керәкликини тәкитлиди.

1801344
алтун: ф-35 вә мудапиә системилири түркийәгә шәртсиз берилиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун американиң «Wall Street Journal» гезитидә мақалә елан қилип, америка мәркизий истихбарат идариси — CIA ниң сабиқ директори, русийә вә йавроасийа мәсилилири мутәхәссиси паул колбениң мәзкур гезитниң 18 – март санида елан қилинған «түркийәниң рус башқурулидиған бомбилири украинани қоғдийалайду» сәрләвһилик мақалисини муһакимә қилди.

колбе мақалисидә «америка қошма иштатлири, русийә уруш айропиланлириға қарши түркийәниң қолидики с-400 һава мудапиә системилирини украинаға әвәтишигә йардәм қилсун. буниң бәдилигә түркийәгә ф-35 ләрни әвәтишни башлисун. бу өз нөвитидә америка – түркийә мунасивәтлириниң йахшилинишиғиму пайдилиқ» дегән ибариләргә орун бәргәниди.

алтун мәзкур мақалигә җавабән йазған мақалисидә «колбе әпәнди, түркийәниң рус с-400 һава мудапиә системисини украинаға йоллиши керәкликини оттуриға қоймақта. бүгүн дегәндәк реал болмиған бу пикир, йеқинқи мәзгилләрдә түркийә билән ғәрб оттурисида баш көтүргән мәсилиләрни муһакимә қилиш пурсити йаритип бериватиду» дегән ибариләргә орун бәрди.

фаһрәттин алтун,  американиң, түркийәниң русийәдин с – 400 һава мудапиә системиси сетивелишиға мунасивәтлик барлиқ байанатлирида, «түркийәниң алди билән америка билән көрүшкәнлики, бирақ американиң вәтәнпәрвәр намлиқ һава мудапиә системисини сетип беришни рәт қилғанлиқи»дин ибарәт пакитни көрмәскә селип кәлгәнликигә ишарәт қилип өтти.

шималий атлантик әһди тәшкилати – нато иттипақдашлири оттурисидики мудапиә һәмкарлиқиниң сийасийлаштурулушиниң, түркийәни йеңи йолларни издәшкә қистиғанлиқини оттуриға қойған алтун, «түркийәниң сийасий сәвәбләр түпәйли ф-35 уруш айропилани түридин қанунға хилап һалда <чиқириветилиши>, байанатларға әстайидил муамилә қилинишини қийинлаштурмақта. бу җәрйанда түркийә, ғәрбниң тосқунлуқ қилиш урунушлириға қаримай, украина қорал – йарағлириниң бир қисмиға айланған байрақтар қораллиқ учқучисиз һава аппаратини лайиһәләп ишләпчиқарди» дегәнләрни қәйт қилди.

у, түркийә билән болған мунасивәтләрни нормаллаштурушниң ғәрбниң, болупму америка қошма иштатлириниң мәсулийити икәнликини алаһидә тәкитләп өткәндин кейин, сөзини давамлаштуруп: «колбе әпәндиниң с – 400 һава мудапиә системиси қаришини техиму илгири сүрүш үчүн ғәрбниң қилиши керәк болғини, ф-35 уруш айропиланлири вә вәтәнпәрвәр намлиқ башқурулидиған бомбилирини түркийәгә алдинқи шәртсиз тапшуруштур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر