әрдоған белгийәдә икки тәрәплик учришишларни елип бармақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий атлантик әһди тәшкилатиниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири пәвқуладдә йиғиниға қатнишиш вә икки тәрәплик учришишларда болуш үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға йетип барди.

1801175
әрдоған белгийәдә икки тәрәплик учришишларни елип бармақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, нато башлиқлар йиғини даирисидә, иштиракчи дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән икки тәрәплик учришишларни елип бармақта.

әрдоған, алди билән, фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән бир йәргә җәм болди.

24 – февралдин етибарән давамлишиватқан русийә – украина уруши һәққидә музакирә елип берилидиған нато башлиқлар йиғинида, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң хирисқа тақабил туруш вә мудапиә қурулмисини күчәйтиш тәдбирлири көздин кәчүрүлиду.

башлиқлар йиғинида йәнә, ийун ейида чақирилиши пиланлиниватқан «мадрид башлиқлар йиғини» һарписида, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң келәчикини шәкиләндүрүш йолида ташлинидиған қәдәмләр вә чиқирилидиған қарарлар һәққидә өзара пикир алмаштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر