түркийә афғанистандики қиз балиларниң оқушиға рухсәт қилиниши тоғрулуқ чақириқта болди
түркийә афғанистандики оттура мәктәп маарипи басқучидики қизларниң оқушиға қойулған чәклимиләрниң бикар қилинип, охшимиған йаштики қизларниң оқушиға рухсәт қилиниши тоғрулуқ чақириқта болди.
1801036
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, афғанистанда түнүгүн башланған йеңи оқу - оқутуш мәзгилидә, оттура мәктәп маарипи басқучидики қиз балиларға қойулған чәклимиләрниң давамлаштурулушидин толиму әпсуслинидиғанлиқи әскәртилиш билән бир вақитта, афғанистанлиқларниң көпинчисиниң, қизларни өз ичигә алған барлиқ оқуғучиларниң йеңи маарип мәзгилидә давамлиқ оқушини үмид қилидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «афғанистан вақитлиқ һөкүмитини, афғанистан хәлқиниң мәнпәәти үчүн, охшимиған йаштики қизларниң оқушиға дәрһал йол қойушқа чақиримиз, бу қийин күнләрдә афғанистан хәлқини давамлиқ қоллайдиғанлиқимизни тәкитләймиз.»