миллий хәвпсизлик кеңишидә украинаниң земин пүтүнлүки тәкитләнди

миллий хәвпсизлик кеңиши йиғини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилқида ечилди.

1800861
миллий хәвпсизлик кеңишидә украинаниң земин пүтүнлүки тәкитләнди

түркийә авази радийоси хәвири: миллий хәвпсизлик кеңиши йиғини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилқида ечилди.

миллий хәвпсизлик кеңиши йиғини җумһур рәислик мәһкимисидә тәхминән 3 саәт 45 минут давамлашти.

йиғиндин кейин елан қилинған миллий хәвпсизлик кеңиши йиғини хитабнамәсидә мундақ дейилди:

«қара деңизниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдаш үчүн монтрө келишими (1936-йили имзаланған) дин башқа, түркийәниң мурәссә вә қолайлаштуруш тиришчанлиқини (русийә билән украина оттурисида) давам қилидиғанлиқи байан қилинди. түркийәниң тәңпуң позитсийәси, қара деңизниң шималидики өзгиришләр, йәр шари вә районлуқ тинчлиқ тиришчанлиқиниң тоғрилиқи йеқинқи тәрәққийатлар арқилиқ испатланди.»

хитабнамәдә 24-февралдин буйан давам қиливатқан русийә-украина уруши тоғрисида мундақ дейилди:

«украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини нәзәргә алған һалда икки дөләтниң мәсилисини узун муддәтлик  һәл қилиш салмиқини ашурушниң зөрүрлүки көрүлди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر