җумһур рәис әрдоған белгийәдә

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шималий атлантик әһди тәшкилатиниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири пәвқуладдә йиғиниға қатнишиш вә икки тәрәплик учришишларда болуш үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға йетип барди.

1800934
җумһур рәис әрдоған белгийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: 24 – февралдин етибарән давамлишиватқан русийә – украина уруши һәққидә музакирә елип берилидиған нато башлиқлар йиғинида, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң хирисқа тақабил туруш вә мудапиә қурулмисини күчәйтиш тәдбирлири көздин кәчүрүлиду.

башлиқлар йиғинида йәнә, ийун ейида чақирилиши пиланлиниватқан «мадрид башлиқлар йиғини» һарписида, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң келәчикини шәкиләндүрүш йолида ташлинидиған қәдәмләр вә чиқирилидиған қарарлар һәққидә өзара пикир алмаштурулиду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йиғин даирисидә, иштиракчи дөләт вә һөкүмәт башлиқлири билән икки тәрәплик учришишларни елип бериши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر