ақар америка дөләт мудапиә министири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири лойд астин билән көрүшти.

1796892
ақар америка дөләт мудапиә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң дөләт мудапиә министирлири дәриҗилик пәвқуладдә йиғиниға қатнишиш үчүн кәткән нато қараргаһидики икки тәрәплик учришишлири даирисидә, америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири лойд астин билән бир йәргә җәм болди.

учришишта, русийә 24 – феврал күни уруш қозғиған украинадики өзгиришләрни өз ичигә алған икки тәрәп мунасивәтлири, районлуқ мудапиә вә бихәтәрлик мәсилилири музакирә қилинди, шундақла, дөләт мудапиәси санаити вә һәрбий тәлим - тәрбийә саһәлиридә һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүшниң зөрүрлүки тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر