чавушоғлу украина ташқи ишлар министири кулеба билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийә вә украина зийаритиниң нәтиҗисидә уруш тохтитиш үмидлириниң техиму бир аз күчәйгәнликини ейтти.

1797563
чавушоғлу украина ташқи ишлар министири кулеба билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу украина-русийә уруши үстидә музакирәләр өткүзүш үчүн москва зийаритини ахирлаштурғандин кейин, украинаға йетип барди вә лвив шәһиридә ташқи ишлар министири кулеба билән көрүшти.

у көрүшүштин илгири түркийәниң бу киризиста пиринсипчан позитсийәсини намайан қилғанлиқини билдүрүп: «бу уруш, еқиватқан қанлар балдуррақ тохтиши керәк. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, мән вә башқа рәһбәрләр буниң үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктимиз» деди.

у сөзини мундақ ахирлаштурди:

«түнүгүн (16-март) ейтқинимға охшаш, йәнә бир қетим көрүшүшимизгә керәк қалмас. бу урушниң қисқа вақит ичидә ахирлишишини үмид қилимиз. украина вә районимизниң тинчлиқи һәмдә муқимлиқи үстидә музакирә өткүзимиз.»

украина ташқи ишлар министири кулеба уруш башланған күндин башлап түркийәниң пиринсипчан мәйданини намайан қилғанлиқини билдүрүп, тинчлиқ нишаниға йетиш үчүн түркийә билән һәмкарлиқ орнитишни төт көз билән күтүватқанлиқлирини қәйт қилди.

кулеба көрситиватқан тиришчанлиқлири сәвәбидин мәвлүт чавушоғлуға тәшәккүр ейтип: «қәтий ирадәңлар, җасаритиңлар вә зийарәтлириңлар түркийәниң актип актийор икәнликини испатлайду» деди.

икки министир көрүшүштин кейин, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر