чавушоғлу блинкен вә кулеба билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бир қатар телефон дипломатийәси қилди.

1785036
чавушоғлу блинкен вә кулеба билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу америка ташқи ишлар министири антони блинкеин вә украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба билән телефонда көрүшти.

у көрүшүшлиридә, русийәниң түнүгүн (24-феврал) украина земинлирида қилған һәрбий һәрикәтлири вә бу сәвәбтин оттуриға чиққан өзгиришләрни музакирә қилди. түркийәниң украинаниң земин пүтүнлүкини қоллишиниң давамлишидиғанлиқини тәкитлиди.

бу җәрйанда, украина ташқи ишлар министири кулебаму телефонда америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән көрүшүп, русийәниң украинаға қилған һуҗуми тоғрисида музакирәләшти.

у твиттерда елан қилған байанатида, русийәниң украинаға қарши қозғиған «вәһший уруши» ни тохтитишниң йоллирини музакирә қилғанлиқлирини қәйт қилди.

у йәнә, блинкенниң өзигә американиң йеңи ембарго йүргүзүш вә украинани йеңи мудапиә қораллири билән тәминләш пиланлири тоғрисида мәлумат бәргәнликини билдүрди.

у: «украина бәрдашлиқ бериватиду. дунйаниң йардимигә еһтийаҗлиқмиз» деди.

русийә түнүгүн (2022-йили 24феврал) украинаға һуҗум қилишни башлиған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر