хулуси ақар һәм германийә, һәм сомали министирлири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар германийә дөләт мудапиә министири кристине ламбрехт вә сомали ташқи ишлар министири абусәйд муса әли билән көрүшти.

1781528
хулуси ақар һәм германийә, һәм сомали министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир хулуси ақар мйунхен бихәтәрлик йиғини мунасивити билән германийәгә барған болуп, өзара учришишлирини давамлаштурмақта.

бу даиридә, германийә дөләт мудапиә министирлиқи вәзиписигә тәйинләнгән ламбреч билән учришиш өткүзди.

учришишита икки тәрәплик, районлуқ вә дунйави мәсилиләр, мудапиә санаити вә һәрбий тәлим тәрбийә һәмкарлиқи қатарлиқ темиларда пикир алмаштурди.

хулуси ақар түркийә билән германийә оттурисидики тарихий вә күлтүр мунасивәтлириниң муһимлиқини тәкитләп, мудапиә санаитидики чәклимиләргә қарита бәзи конкрет қәдәмләрниң ташлинишини үмит қилидиғанлиқини шундақла фәтһуллаһчи терорлуқ тәшкилатиға қарши күрәштә һәмкарлиқ орнитиш лазимлиқини билдүрди.

министир ақар андин сомали ташқи ишлар министири әли билән көрүшти.

учришишта өзара вә район характерлик мәсилиләрдин башқа йәнә мудапиә вә бихәтәрлик мәсилиси музакирә қилинди.

хулуси ақар икки дөләт оттурисидики сийасий вә һәрбий һәмкарлиқтин башқа йәнә, достлуқ вә қериндашлиқниңму һәммила саһәдә тәрәққий қиливатқанлиқини, түркийәниң сомали хәлқиниң бихәтәрлик вә хатирҗәмлик ичидә турмуш кәчүрүшини давамлиқ қоллап - қуввәтләйдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر