әрдоған әннәһйан билән көрүшти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрәб бирләшмә хәлипиликидики зийарити даирисидә әбу зәби тәхт вариси шаһзадә шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан билән көрүшти.

үркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоған, әбу зәби тәхт вариси шаһзадә шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан билән айрим көрүшти.»
әрәб бирләшмә хәлипиликиниң рәсмий хәвәр агентлиқи (WAM) ниң хәвиридиму, әрдоған билән бин зайидниң пайтәхт әбу зәбидики «әлвәтән сарийи» да көрүшкәнлики, учришишта, икки тәрәп мунасивәтлиридин сирт йәнә, районлуқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилғанлиқи, һәмдә районлуқ бихәтәрлик, тинчлиқ вә муқимлиқни күчәйтиш тиришчанлиқлири арқилиқ сақлиниватқан мәсилиләрни тинч йоллар билән һәл қилиш чарә – тәдбирлирини қоллаш тоғрисида бирдәклик һасил қилинғанлиқи тәкитләнди.
хәвәрдә дейилишичә, бин зайид, җумһур рәис әрдоған билән елип барған учришишида, бу муһим зийарәтниң һәмкарлиқни күчәйтиш вә ортақ паалийәт елип беришта йепйеңи парлақ бир дәврниң башланғучи болушиға тиликдашлиқ билдүргән, һәмдә районлуқ тинчлиқ вә һәмкарлиқ мәсилилиридә ташлинидиған һәр бир қәдәмни қизғин қарши алидиғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, дөлитиниң, райондики түрлүк қийин өткәлләргә қарши ортақ күрәш қилиш үчүн түркийә билән һәмкарлиқ орнитишиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлигән.