әбу зәбидики символлуқ биналарға түркийә байриқи әкс әттүрүлди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн йетип барған әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әбу зәби шәһиридики символлуқ биналарға түркийә байриқи әкс әттүрүлди.

1778611
әбу зәбидики символлуқ биналарға түркийә байриқи әкс әттүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: әбу зәби әмирлик сарийи билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  чүшкән әрәп бирләшмә хәлипилики сарийиму түркийә байриқиниң қизил вә ақ рәңлири билән йорутулди.

алдинқи күниму, дунйа бойичә әң егиз егиз бина болған «‹хәлипә равиқи› бурҗ хәлифә» ға түркийә байриқи чүшүрүлгән вә түркийәниң «истиқлал марши» йаңритилғаниди. буниңдин башқа йәнә, бинаниң  үстигә, түрк тилида «қизғин қарши алимиз» дегән хәтләр әкс әттүрүлгән, инглиз вә әрәб тиллирида болса «әрәб бирләшмә хәлипилики билән түркийәниң истратегийәлик мунасивәтлири» намайән қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر