әдирнәдә тоңлап өлгән мусапирлар сани ашти

әдирнә вилайитиниң ипсала наһийәсидә төт көчмән мусапирниң җәсити тепилди.

1772875
әдирнәдә тоңлап өлгән мусапирлар сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: әдирнә валий мәһкимиси төт нәпәр көчмән мусапирниң җәсити тепилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «районда елип берилған издәш-қутқузуш хизмәтлири нәтиҗисидә, наһайити әпсуски йәнә төт көчмән мусапирниң җәсити тепилди. мәзкур хәвәр хәлқ аммисиға чоңқур қайғу ичидә уқтурулди» дейилди.

әдирнәниң ипсала наһийәсидә бу вәқә билән, түнүгүн (2022-йили 2-феврал) дин тартип тоңлап җенидин айрилған көчмән мусапирларниң сани 16 гә чиққан болди.

түнүгүн ипсала наһийәсиниң пашакөй йезиси мандакору нуқтисида 11 көчмән мусапирниң җәсити тепилған иди. қутқузуш үчүн дохтурханиға апирилған бир көчмән мусапир болса, қутқузуш үнүм бәрмәй җенидин айрилған иди.

қораллиқ сақчи қисим, чегра қоғдаш хадимлири, сақчи, тәбиий апәт вә җиддий әһвалларға тақабил туруш идарисиниң хадимлири районда издәш-қутқузуш ишлирини башливәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر