әрдоған әтә украинани зийарәт қилиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған украина пирезиденти владимир зеленский (Vladimir Zelenskiy) ниң тәклипигә бинаән 10-қетимлиқ түркийә-украина алий дәриҗилик истратегийәлик кеңиши йиғини мунасивити билән, әтә ийевни зийарәт қилиду.

1772397
әрдоған әтә украинани зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур-алақә идариси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әтә 2022-йили 3-йанвар) украинани зийарәт қилидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, мунасивәтлик министирларниң иштирак қилиши билән пайтәхт кийевда өткүзүлидиған -қетимлиқ түркийә-украина алий дәриҗилик истратегийәлик кеңиши йиғини даирисидә өткүзүлидиған учришишларда, истратегийәлик шериклик сәвийәсидики түркийә-украина мунасивәтлириниң, барлиқ тәрәплири билән көздин кәчүрүлидиғанлиқи вә икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқларни техиму чоңқурлаштуруш имканийәтлириниң музакирә қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

учришишларда йәнә, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр бойичә өзара пикир алмаштурулидиғанлиқи әскәртилди.

байанатта мундақ дейилди:

«кеңәш йиғини мунасивити билән, икки тәрәп мунасивәтлириниң әһдиләшкән асасиға муһим һәссиләрни қошидиған түрлүк келишимләрниң имзалиниши күнтәртиптә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر