ирақниң синҗар районида п к к ниң аталмиш мәсули бир тәрәп қилинди

түркийә дөләт бихәтәрлик оргининиң ирақниң синҗар районида елип барған һәрбий һәрикити давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й б ш ниң аталмиш алаһидә қисим мәсули «азад» тәхәллуслуқ силеман шемо йусуф бир тәрәп қилинди.

1769749
ирақниң синҗар районида п к к ниң аталмиш мәсули бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлик мәнбәлириниң билдүрүшичә, дөләт бихәтәрлик оргини тәрипидин, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң контроллуқидики синҗарниң баб шило районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й б ш ниң аталмиш алаһидә қисим мәсули «азад» тәхәллуслуқ террорчи силеман шемо йусуф олтурған аптомобилға һуҗум қилинған. һуҗум нәтиҗисидә аптомобилдики террорчи силеман шемо йусуф бир тәрәп қилинған.

й ш б ниң аталмиш баш мәсули бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби «сейит» тәхәллуслуқ һәсән сәид һәсәнму, дөләт бихәтәрлик оргини тәрипидин авғуст ейида  синҗарда елип берилған һәрбий һәрикәт давамида бир тәрәп қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر