әрдоған: тилимизни қоғдаш күришимиз миллий күришимизниң асасидур

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрк тилини қоғдаш вә техиму бейитиш күришиниң әслидә миллий күрәшниң асасий икәнликини ейтти.

1769524
әрдоған: тилимизни қоғдаш күришимиз миллий күришимизниң асасидур

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, җумһур рәислик мәһкимиси йиғин залида өткүзүлгән «йунус әмрә йили үн – син ахбарат васитилирида түрк тилини пасаһәтлик һәм тоғра шәкилдә ишитишкә капаләтлик қилғучиларни мукапатлаш мурасими» ға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, әслидә һәр бир тилниң өзигә хас естетика билән йоғурулған бир шеир икәнликини тәкитләп мундақ деди: «шәк – шүбһисизки, өз тилимиз болған түркчииз мислисиз алаһидиликкә игә. чүнки түркчә бизниң ана тилимиздур, ата мирасимиздур, истиқбалимизниң капалитидур, түркчәниң һәр бир сөзи бизгә нисбәтән интайин қиммәтлик гөһәргә охшайду. өз тилини қоғдап қалалмиған бир милләтниң, һаман бир күни етиқадиниму өз ичигә алған қиммәтлиридин бир – бирләп айрилип қелип, һалакәткә йүзлиниши муқәррәрдур. дәрвәқә, тилимизни қоғдийалмай туруп, миллитимизниң келәчикигә ишәнч билән нәзәр ташлийалишимиз мумкин әмәс. тилимизни қоғдаш вә техиму бейитиш күриши әслидә миллий күришимизниң асасидур.»

у йәнә, бүгүнки күндә адрийатик деңизидин сәддичин сепилиғичә созулидиған пайансиз терротерийәдә әң көп қоллинилидиған тилниң түркчә икәнликиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر