шәнтоп қатар әмири билән көрүшти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн йетип барған қатарда шәйх тәмим бин һәмәд алсани билән көрүшти.

1765152
шәнтоп қатар әмири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: қатар әмирлик дивани тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, шәнтоп, пайтәхт доһада шәйх тәмим бин һәмәд алсани билән бир йәргә җәм болған.

учришишта, қатар – түркийә оттурисидики достлуқ вә һәмкарлиқтин сирт йәнә, түрлүк саһәләрдики мунасивәтләр һәққидә музакирә елип берилған.

шәнтопниң, кейинчә қатар шура мәҗлисиниң рәиси һәссан бин абдуллаһ әлғаним вә қатар баш министири, қошумчә ички ишлар министири шәйх халид бин хәлифә бин абдуләзиз алсани билән көрүшүши пиланланмақта, һәмдә доһа иниститутини зийарәт қилип, «йеңи бир дунйа тәртипи қурулуши һарписида: достлуқлар, иттипақдашлар, һәмкарлиқлар» темисида нутуқ сөзлиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر