әрдоған: қарадеңиздики тәбиий газ тәтқиқатини тамамлаш хизмити ишлиниду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қарадеңиздики тәбиий газ тәтқиқатлирида 2022 – йили ичидә барлиқ қудуқларда ишләпчиқириш һарписида тамамлаш хизмити ишлинидиғанлиқини ейтти.

1764548
әрдоған: қарадеңиздики тәбиий газ тәтқиқатини тамамлаш хизмити ишлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, албанийә зийаритидин кейин, журналистларниң, қарадеңиздики тәбиий газ тәкшүрүш – тәтқиқат паалийәтлиригә мунасивәтлик соаллириға җаваб бәргәндә, мундақ деди: «туруба линийәси қурулушиға ишлитилидиған турубилар йетип келишкә башлиди. бу турубиларниң һәммисиниң тәхминән 10 қетимлиқ сәпәрдә портқа йетип келиши пиланланмақта. деңизниң тегигә туруба йоли йасаш хизмити тәхминән 5 ай давамлишиду. 2022-йили барлиқ қудуқларда тәбиий газ ишләпчиқириштин бурун тамамлаш хизмити ишлиниду. худайим буйруса, бу лайиһәни 2023 – йилиға йетиштүримиз.»

әрдоған, «йеңи бир хуш хәвәр келәрму?» тәриқисидики соалға мундақ җаваб бәрди: «худайим буйруса, пүткүл үмидимиз, министирлиқимизниң паалийәтлири, хизмәтдашлиримизниң йәткүзгән мәлуматлири, болупму йәр тәврәш тәтқиқати парахотлиримизниң бизгә бәргән доклатлириниң һәммиси мушу йөнилиштә болуп, бу хизмәтниң мувәппәқийәтлик тамамлинишини күтүватимиз. дәрвәқә, бу хизмәтни мувәппәқийәтлик һалда тамамлиғинимизда, <иқтисадий үнүм дегән немә, буниң әһмийити қандақ?> дәп сориғучиларға, тегишлик җаваб бериш пурситигә еришимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر