октай тогниң йуқири дәриҗилик башқурғучисини тәбриклиди

муавин җумһур рәис фуат октай түркийәниң аптомобил тәтқиқ қилип йасаш горуһи (Togg) ниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси гүрҗан қарақашқа телефон қилип, тәбриклиди.

1758745
октай тогниң йуқири дәриҗилик башқурғучисини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: октай, түркийәниң аптомобил тәтқиқ қилип йасаш гуруһи (Togg) ниң йуқири дәриҗилик башқурғучиси гүрҗан қарақаш билән елип барған телефон сөһбитидә, америка қошма иштатлириниң лас вегас шәһиридә өткүзүлгән, дунйа бойичә әң чоң истемалчилар електрон мәһсулатлири йәрмәнкисидә (CES 2022) тогниң дунйа сәһнисидә көргәзмә қилинишидин пәхирлинидиғанлиқини тәкитлиди.

түркийәниң әң қиммәтлик йәршариви көчмә маркиси болуш нишанини бойлап сәпәргә атланған тогни тәтқиқ қилип йасашқа төһпә қошқанларниң һәммисигә миннәтдарлиқ билдүргән октай, түркийәниң технологийә селинмилири билән дунйада даң чиқарған дөләткә айлинидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر