фатиһ бурғилаш парахоти түркали -7 дә бурғилашни башлиди
түркийә енергийә вә тәбиий байлиқ министири фатиһ дөнмәз, фатиһ бурғилаш парахотиниң түркали - 7 қудуқида бурғилашни башлиғанлиқини уқтурди.
1752395
түркийә авази радийоси хәвири: дөнмәз өзиниң твиттердики адреси арқилиқ байанат берип: «қәдәммуқәдәм нишанға йеқинлишиватимиз. фатиһ бурғилаш парахотимиз <түркали – 7> дә бурғилашни башлиди. һәр бир йеңи бурғилаш, бизни 2023 – йилиға барғанда анадолуни қарадеңиз гази билән исситиш нишаниға техиму йеқинлаштурмақта» дегәнләрни қәйт қилди.