әрдоған түрк йәһудий җәмийити вә ислам дөләтлири һаһамлар иттипақи әзалири билән көрүшти

әрдоған:«пәләстин мәсилисидики қәдәмләр,пәқәт пәләстинликләргила әмәс,бәлки исираилийәниң бихәтәрлики вә муқимлиқиғиму һәссә қошиду. қуддуста барлиқ диний гуруппилириниң сәзгүрлүклирини көзитидиған һәл қилиш чарисиниң тепилдиғанлиқиға ишинимән» деди.

1751420
әрдоған түрк йәһудий җәмийити вә ислам дөләтлири һаһамлар иттипақи әзалири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (2021-йили 22-декабир) түрк йәһудий җәмийити вә ислам дөләтлири һаһамлар иттипақи әзалирини җумһур рәислик сарийида қобул қилди.

рәҗәп таййип әрдоған: «болупму, ғәрб дөләтлиридә күчийиватқан ислам дүшмәнлики, антисемитизм (йәһудий дүшмәнлики) ға қарши туруш вә чәт әлликләргә өчмәнлик қилишқа қарши күрәштә һәмкарлишишимиз керәк. буниң билән бирликтә йәнә, оттура шәрқтә тинчлиқ вә муқимлиқ муһитини күчәйтиш үчүн бирликтә тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. үч самави динниң муқәддәс җайлириға вә самави динларға саһибханлиқ қилған бу қәдимки җуғрапийәләрдә йирикчилик, тоқунуш вә қалаймиқанчилиқларни көрүшни һәргиз халимаймиз. түркийәниң әң чоң арзуси, охшимиған дин, тил вә милләтләргә игә болған җәмийәтләр тинчлиқ ичидә бирликтә йашайдиған оттура шәрқ. бизниң исираилийә һөкүмитигә қаратқан агаһландурушлиримиз, мәсилиләргә оттура шәрқниң узун муддәтлик тинчлиқи вә муқимлиқи нуқтисидин қаришиға йардәмчи болуш үчүндур. қуддусни асас қилған пәләстин мәсилисидә бесилидиған қәдәмләр, пәқәт пәләстинликләрниңла әмәс, бәлки исираилийәниң бихәтәрлики вә муқимлиқиғиму һәссә қошиду. исираилийә пирезиденти һөрмәтлик һерзог (Herzog) билән болсун йаки һөрмәтлик баш министир беннет билән болсун, қайтидин җанланған дийалогимизға, бу нуқтидин әһмийәт беримән» деди.

у исираилийәниң тинчлиқ тиришчанлиқлири нуқтисида сәмимий вә иҗабий позитсийә намайан қилишиниң, нормаллишиш мусаписиға пайдилиқ икәнликини әскәртип: «қуддуста барлиқ диний гуруппиларниң сәзгүрлүклирини көзитидиған һәл қилиш чарисиниң тепилидиғанлиқиға ишинимән. түркийә-исираилийә мунасивәтлири районимизниң муқимлиқи вә бихәтәрлики нуқтисидин ейтқанда һайатий әһмийәткә игә. бу мәсилидә, болупму силәрниң қоллишиңларни муһим дәп қараймән. һәмкарлиқлиримизни тәрәққий қилдурушқа, йуқири йошурун күчимиздин техиму йахши пайдилинишқа тәййармиз. учиришишлиримизни вә дийалоглиримизни давамлаштурушқа әһмийәт беримән, чүнки буниң ортақ мәнпәәтлиримизгә пайдилиқ икәнликигә ишинимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر