түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 179 киши қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 179 кишиигә йәтти.
1751384

түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 352 миң 438 киши тәкшүрүлди вә булардин 19 миң 95 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.
бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 22 миң 816 кишигә йәтти.
түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә үчинчи миқдар ваксина сани 126 милйон 565 миң 703 кә йәтти.