түркийә ирақниң әрбил шәһиридә кәлкүнниң тәсиригә учриғанларға йардәм қилди

түркийә ирақниң әрбил шәһиридә алдинқи һәптә йүз бәргән кәлкүн апитиниң тәсиригә учриған аилиләргә йардәм тарқатти.

1751394
түркийә ирақниң әрбил шәһиридә кәлкүнниң тәсиригә учриғанларға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қизил ай җәмийити ирақ вәкилләр өмики башлиқи фәрһат сурмәли ирақ қизил ай җәмийити билән һәмкарлишип қуштәпә районида йардәм тарқатқанлиқини билдүрди.

сурмәли 2000 қишлиқ кийим, 500 әдийал, 380 ухлаш тулуми вә 2000 пайпақниң тарқитилғанлиқини әскәртти.

ербилда 17-декабир йағқан қаттиқ йамғур сәвәбидин вилайәттики нурғун мәһәллә вә районларда йүз бәргән кәлкүндә 12 киши һайатидин айрилған иди.

кәлкүн сүйидә йоқап кәткән 2 кишини издәп қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر