түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 187 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 187 кишиигә йәтти

1751032
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 187 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә  353 миң 152 киши тәкшүрүлди вә булардин 19 миң 859 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.

бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 25 миң 532 кишигә йәтти.

түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә  үчинчи миқдар ваксина сани 125 милйон 761 миң 472 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر