түркийә филиппингә тәзийә билдүрди
түркийә филиппиндә чиққан тайфун боринида җенидин айрилған кишиләр үчүн тәзийә билдүрди.
1749689

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи филиппиндә чиққан тайфун боринида җенидин айрилған кишиләр үчүн тәзийә телеграммиси елан қилди.
министирлиқниң байанатида: «филиппинниң оттура вә җәнубий районлириға еғир тәсир көрсәткән одеттд тайфун боринида нурғун кишиниң җенидин айрилип, нурғун кишиниң өй-маканлиридин айрилип қалғанлиқидин чоңқур қайғурдуқ. җенидин айрилғанларниң йеқин-йоруқлириға вә дост филиппин хәлқи һәмдә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз» дейилди.
филиппиндә тайфун борини сәвәбидин әң аз дегәндә, 121 киши җенидин айрилди. 50 дин артуқ адәм из-дерәксиз йоқап кәтти. 780 миңдин артуқ кишиниң апәтниң зийиниға учриғанлиқи, 300 йезиниң тарқақлаштурулғанлиқи қәйт қилинди.