түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 191 киши қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид-19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 191 кишиигә йәтти.
1749425
түркийә авази радийоси хәвири: йеқинқи 24 саәт ичидә 342 миң 183 киши тәкшүрүлди вә булардин 17 миң 644 кишидә йуқумлиниш аламити көрүлди.
бир күн ичидә сақийип дохтурханидин чиққанларниң сани 25 миң 568 кишигә йәтти.
түркийә миқйасида бүгүнгә қәдәр әмләнгән биринчи, иккинчи вә үчинчи миқдар ваксина сани 123 милйон 625 миң 349 гә йәтти.