җумһур рәис әрдоған қатарға қарап йүрүп кәтти

җумһур рәис әрдоған пайтәхт доһада қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елиниду.

1743687
җумһур рәис әрдоған қатарға қарап йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, қатарға қарап йолға чиқиш һарписида, истанбулда ататүрк айродурумида өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, достлуқ вә истиратегийәлик нуқтиинәзәргә асаслинидиған түркийә – қатар мунасивәтлириниң күнсери тәрәққий қиливатқанлиқини, бу һәқтә йеқинқи йилларда көзгә көрүнәрлик дәриҗидә мувәппәқийәтләрниң қолға кәлтүрүлгәнликини  әскәртиш билән бир вақитта, түркийә билән қатарниң өз мәйданлирида изчил чиң туруп келиватқанлиқини, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни, иқтисадтин дөләт мудапиәсигичә, сода – иқтисадтин селинмиғичә «һәммә тәрәп қазиниш» асасида күчәйтиватқанлиқлирини, қатардин сирт йәнә, парис қолтуқидики башқа дөләтләрму биләнму һәмкарлиқни күчәйтиш йолида тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «парис қолтуқида дийалог ишиклириниң қайта ечилиши вә хата чүшиинип қелиш әһваллириға хатимә берилиши йолида давамлаштурулуватқан дипломатик тиришчанлиқлардин интайин хурсәнмиз, түркийә болуш сүпитимиз билән, парис қолтуқидики дөләтләр билән болған һәмкарлиқимиз, һәмраһлиқимиз вә буниңдин кейинки мунасивәтлиримизниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүшини халаймиз.»

җумһур рәис әрдоған, ахбарат елан қилиш йиғинидин кейин, қатарға қарап йолға чиқти.

әрдоған,  пайтәхт доһада қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елиниду.

икки рәһбәр, мурасимдин кейин, айрим көрүшиду. түркийә-қатар мунасивәтлириниң барлиқ саһәлири бойичә музакирә елип берилидиған учришишта, афғанистан, сүрийә вә ливийә мәсилилирини өз ичигә алған районлуқ өзгиришләр үстидә өзара пикир алмаштурулиду.

җумһур рәис әрдоғанниң қатар зийарити җәрйанида, мәвҗут һәмкарлиқни күчәйтидиған қәдәмләрму ташлиниду.

бу даиридә, 7 – нөвәтлик түркийә-қатар  истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғини чақирилиду.

икки дөләт оттурисида, тунҗи қетим  2015 – йили чақирилған кеңәш йиғинлири нәтиҗисидә, сода – иқтисадтин енергийәгичә, дөләт мудапиәсидин санаәткичә көплигән саһәләрдә 62 келишим имзаланғаниди.

әрдоған билән алсани рийасәтчилик қилидиған 7 – нөвәтлик түркийә-қатар истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғиндиму түрлүк келишимләр имзалиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر