сулайман сойлу ливан ички ишлар министири бәсам мәвләви билән көрүшти

ички ишлар министири сулайман сойлу ливанлиқ мәнсәпдиши бәсам мәвләви билән телефонда көрүшти.

1740623
сулайман сойлу ливан ички ишлар министири бәсам мәвләви билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ливан ички ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, сулайман сойлу билән мәвләвиниң учришишида, икки дөләтниң бихәтәрликни қоғдаш тиришчанлиқиниң муһимлиқи тәкитләнгән.

сулайман сойлу түркийәниң ливан ички ишлар министирлиқи қармиқидики ички бихәтәрлик қисимлири вә башқа бихәтәрлик қисимлириға қиливатқан йардәмлирини давамлаштурушқа тәййар икәнликини билдүрди.

түркийәниң бейрутта турушлуқ баш әлчиханиси ливанға қилинидиған йардәм даирисидә 5-нойабирда ливан ички ишлар министирлиқиниң ички бихәтәрлик қисмиға 3000 йемәклик посулкиси ианә қилған иди.

ички ишлар министирлиқи шақчи идариси 10 - синтәбирдә ливан ички ишлар министирлиқиға қарашлиқ ички бихәтәрлик қисминиң баш мудирлиқиға хусусий қоғдиниш үскүнилири йардәм қилған иди

ливан иқтисади охшимиған дин вә мәзһәпләр асасидики сийасий бөлүнүш җәһәттин интайин назук қурулмиға игә болуп,  1975-йилидин 1990 – йиллириғичә йүз бәргән ички уруштин буйанқи әң чоң кризисни баштин кәчүрмәктә.

түркийә 2020-йили 4- авғустта бейрут портида йүз бәргән партлаш түпәйли еғир зийанға учриған ливанға түрлүк йардәмләрдә болушни  давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر