сулайман сойлу: 2023 – йилида түркийә дунйада сөзи өтидиған бир дөләткә айлиниду

ички ишлар министири сулайман сойлу җумһурийәт қурулғанлиқиниң 100 - йиллиқи болған түркийәниң 2023-йилдики нишаниға күчлүк дөләт болуш сүпити билән чоқум йетип баридиғанлиқини  ейтти.

1740176
сулайман сойлу: 2023 – йилида түркийә дунйада сөзи өтидиған бир дөләткә айлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: сулайман сойлу бир хусусий телевизийә қанилида күн тәртипкә алақидар байанат бәрди.

терорлуққа қарши күрәшниң мувәппәқийәтлик давам қиливатқанлиқини тәкитлигән сулайман сойлу, дөләт ичидики террорчилар саниниң 170 икәнликини әскәртип, әгәр бу террорчилар түркийә әдлийәсигә тәслим болған тәқдирдә, пүтүнләй охшимайдиған бир көрүнүшниң башлинидиғанлиқини ейтти.

сулайман сойлу түркийәниң күчлүк бир дөләт болуш сүпити билән 2023-йилдики нишаниға чоқум йетидиғанлиқини тәкитләп, «һөрмәтлик җумһур рәисимиз (рәҗәп таййип әрдоған) бүйүк вә күчлүк түркийә лайиһәсини тамамлап, түркийәниң 2023 -, 2053 - вә 2071-йиллиқ нишанлириға тәййарлиқи пүткән бир дөләт сүпитидә түрк тарихиға йезилишини ишқа ашуриду. түркийә, түрк дунйасиниң һөрмәткә сазавәр бир дөлити болуш сүпити билән оттура шәрқ вә балқан җуғрапийәсиниңму нопузлуқ вә күчлүк бир дөлити болуш сүпити билән дунйада сөзи өтидиған бир дөләткә айлиниду. мән буниңға ишинимән. буни миллитимиз ишқа ашуриду» деди.

суләйман сойлу йәнә пәрзәнтлириниң бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин тағқа елип қечилишиға қарши наразилиқлирини билдүрүп, олтүрүелиш намайиши қиливатқан дийабакир анилириниң  бир инқилабни ишқа ашуриватқанлиқини вә дунйадики барлиқ җаһангирларға савақ бериватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر