бәрдимуһәмәдов җумһур рәис әрдоғанни оғузхан сарийида қарши алди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дөләт ишлири зийаритидә болуватқан түркмәнистанда пирезидент гурбангули бәрдимуһәмәдов тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.

1739616
бәрдимуһәмәдов җумһур рәис әрдоғанни оғузхан сарийида қарши алди
erdoğan berdimuhamedov2.jpg
erdoğan berdimuhammedov1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистанниң пайтәхти ашхабадтики оғузхан сарийида өткүзүлгән қарши елиш мурасимида, әрдоған билән бәрдимуһәмәдов, һәйәтлирини бир - биригә тонуштурди.

икки рәһбәр, мурасимдин кейин айрим көрүшти, андин учришишлар  ишқа ашурулди. әрдоған билән бәрдимуһәмәдов, учришишлардин кейин түрлүк келишимләрни имзалаш мурасимиға қатнашти, арқдин  қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

җумһур рәис әрдоған, бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «ата йуртимиз түркмәнистанға зийарәткә кәлгәнликимиз үчүн өзүмни интайин бәхтликм һес қиливатимән, бу мунасивәт билән түркмәнистанниң мустәқиллиқиниң 30 – йиллиқини йәнә бир қетим тәбрикләймән, қериндашлиқ мунасивәтлиримиз даирисидә түркмәнистанни вә түркмәнистанниң мувәппәқийәтлик һалда давамлаштуруватқан мустәқиллиқ салаһийитини қоллашни изчил давамлаштуримиз. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, биз бүгүн имзалиған келишимләр билән бирликтә, қериндаш түркмәнистан билән болған мунасивәтлиримизниң асасини техиму мустәһкәмлидуқ, сода омумий соммимизни 5 милйард долларға йәткүзүш ирадимиз қәтийдур.»

җумһур рәис әрдоған, түркмәнистан зийаритиниң 2 – күни иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғиниға иштирак қилиду.

игилинишичә, түркийә қурғүчи әза дөләт болған иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғинида, әза дөләтләр оттурисидики иқтисадий мунасивәтләр һәққидә музакириләр елип берилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر