килистә бир әскәр шеһит болди

түркийә чеграсидин сүрийәгә қанунсиз йоллар билән өтмәкчи болған кишиләрни тосуш җәрйанида, чегра қоғдаш қисмида вәзипә өтәйдиған бир әскәр шеһит болди.

1739098
килистә бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи килистә қанунсиз йоллар билән түркийә чеграсидин сүрийәгә өтмәкчи болған кишиләрни тосуш җәрйанида, чегра қоғдаш қисмида вәзипә өтәйдиған бир әскәрниң шеһит болғанлиқини билдүрди.

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар шеһит әскәр тоғрисида тәзийә телеграммиси елан қилди.

у телеграммисида: «қәһриман әскиримиз 2021-йили 26-нойабир шеһит болди. қәһриман шеһитимизға шәхсий намим вә мудапиә министирлиқи намидин аллаһтин рәһмәт тиләймән, аилисигә вә хәлқимгә сәвр тиләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر