түркийә судандики йеңи өзгиришләрни хушаллиқ билән қарши алди

түркийә суданда өткүнчи басқучқа қайтиш вә баш министир абдулла һәмдукниң вәзиписини қайта өткүзүвелиши тоғрисида келишим һасил қилинғанлиқини хушаллиқ билән қарши алидиғанлиқини билдүрди.

1736745
түркийә судандики йеңи өзгиришләрни хушаллиқ билән қарши алди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, «судандики игилик һоқуқ кеңишиниң рәиси генерал абдулфәттаһ әл бурһан билән баш министир абдулла һәмдук оттурисида асасий қанун хитабнамәси даирисидә, өткүнчи басқучқа қайтиш вә баш министир абдулла һәмдукниң вәзиписини қайта өткүзүвелиши тоғрисида келишим һасил қилинғанлиқидин хушал болдуқ» дейилди.

түркийәниң судан вә судан хәлқиниң йенида болушни давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнгән байанатта йәнә: «биз судан баштин кәчүрүватқан бу сәзгүр җәрйанда судан хәлқиниң һәр қайси қатлимидикиләрниң арзулирини нәзәрдә тутушни, дөләтниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдашниң муһимлиқини тәкитләймиз»  дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر