тунҗәлида «әрән қиш – 6» һәрбий һәрикити башланди

тунҗәли вилайитидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши «әрән қиш – 6» һәрбий һәрикити башланди.

1735986
тунҗәлида «әрән қиш – 6» һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләт күнтәртипидин чиқириветиш вә районда барлиқи анализ қилиниватқан террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, тунҗәли вилайитидә «әрән қиш – 6» һәрбий һәрикити башланған.

байанатта тәкитлинишичә, дөләт миқйасида терроризмни үзүл - кесил йоқитиш нишан қилинған «әрән қиш – 6» һәрбий һәрикәтлири, кәң хәлқ аммисиниң қизғин қоллиши астида кәскин давамлашмақта икән.

ички ишлар министири сулайман сойлу, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «биз йашаватқан җайларда хәлқимизниң хатирҗәм вә бихәтәр турмуш кәчүрүшигә капаләтлик қилиш үчүн, кечә-күндүз күрәш қиливатқан, тағ – даванлар вә йеза - қишлақларда террорчиларниң изиға чүшүватқан қиммәтлик дөләт хәвпсизлик күчлиримиз вә қораллиқ сақчи қисимлиримиз, бүгүн әтигән етибари билән «әрән қиш – 6» һәрбий һәрикитини башлатти,  1060 хадим қатнашқан һәрбий һәрикәт, тунҗи вилайитидики мәрҗан тағлири районида давамлашмақта.»

йәнә бир тәрәптин, тунҗәли валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, дөләт хәвпсизлик күчлири, «әрән – 7 мәрҗан мунзур» һәрбий һәрикити даирисидә, мазгирт вә хозат наһийәси йеза – қишлақлирида террорчиларни ахтуруш -  из қоғлаш җәрйанида,  террорлуқ тәшкилатлири тәрипидин ишлитилгән 7 панаһлиниш орнини ениқлап чиққандин кейин, йәр билән йәксан қиливәткән.

бу йәрләрни ахтуруш җәрйанида нурғун қорал-йарағ, оқ-дора, партилатқуч вә  турмуш буйумлири қолға чүшүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر