түркийә буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә буркина фасода 32 кишиниң җениға замин болған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1734365
түркийә буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, буркина фасониң саһел районида 14- нойабир күни йүз бәргән вә 28 қораллиқ сақчи қисим хадими вә 4 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқи вә көп санда кишиниң йариланғанлиқидин толиму әпсусланған һалда  хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бу қәбиһ террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлириға, дост вә қериндаш дөләт буркина фасо хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر